Жил бешини талашқан һайванлар.(чөчәк)
Дәрис мавзуси: Жил бешини талашқан һайванлар.(чөчәк)
Дәрис мәхсити: 1.Оқуғучиларға чөчәк түрлири тоғрисида чүшиник
бериш. « Жил бешини талашқан һайванлар» чөчигини
оқутуш.
- Ойлаш, әстә сақлаш қабилийитини риважландуруш
3.Тәбиәтни сөйүшкә, һайванларға ғәмхорлуққа
тәрбийиләш.
Дәрис типи: арилаш дәрис
Пайдиланған көрнәкликләр: Интерактивлиқ тахта, слайд, дәрислик, тахтиға есилған жил намлири
Пайдиланған усуллар: соал-жавап,чүшәндүрүш, көрситиш
Дәрисниң бериши
І. Уюштуруш. Киришмә қисми
а) Оқуғучиларни дәрискә тәярлаш
ә)Психологиялиқ тренинг
— Меһриван жүрәк билән,
Ақ көңүл тиләк билән.
Аманлишип алайлуқ,
Бир хуш болуп қалайлуқ.
ІІ. Өй тапшурмисини тәкшүрүш
-Балилар, өйгә қандақ тапшурма берилди?
-Барлиғимиз өй тапшурмисиға тәярму?
а) Қиш шеирини ядқа ейтиш
ә)Қиш пәслигә мәтин йезиш.
б)Қиш пәслиниң сүритини сизиш.
III. Өй тапшурмисини йәкүнләш.
Слайд арқилиқ қиш пәслиниң көринишини көрситиш. Билимини пишшиқдаш.
ІY . Йеңи дәрискә тәярлиқ. Чөчәк тоғрисида чүшүнүк бериш.
| |||||||||||||||
|
| ||||||||||||||
|
Сехирлиқ чөчәк — қедимий заманларда адәм өзини қоршап турған муһитни дегәндәк тәсәввур қилалмай вә чүшинәлмәй, әжайип нәрсиләрниң барлиғиға ишәнчә бағлиши . Сехирлиқ чөчәкниң ижабий қәһриманлири ирадилик, башлиған ишидин қайтмайдиған, қандақ қийинчилиқлар болсиму, йол тепип кетәләйдиған адәмләр.
Турмуш- һаят чөчәклири мавзу жәһәттин һәр хил.Башқа чөчәкләргә охшаш көп нәрсиләр ойдурма, лекин һаят билән бағлинишлиқ болиду.
Һайванатлар тоғрисида чөчәк-қедимий заманларда адәмләр өзиниң әтрапидики һайванлар, дәл- дәрәқләр вә өсүмлүкләр кишиләр охшаш һаят кәчүриду, дәп ойлиған. Һайванлар тоғрилиқ чөчәкләрниң асасий мәзмуни көпинчә жиртқуч вә өй һайванлириниң оттурисидики талаш-тартишлар.
- Y. Йеңи дәрис .
- Бүгүнки дәрисимиздә «Жил бешини талашқан һайванлар» дегән чөчәк билән тонушимиз. Қени ким ейтиду, бу чөчәк қайси чөчәк түригә ятиду?
- -Әлвәттә, һайванлар тоғрисидики чөчәкләр топиға ятиду.
а)Мәтинни ипадилик оқуш
ә)Мәтингә бағлиқ һайванлар тоғрисида чүшиник бериш.Слайд арқилиқ.
1.Чашқан
2.Сийир
3.Йолвас
4.Тошқан
5.Белиқ
6.Илан-
7.Ат
8.Қой
9Маймун
10.Ишт
11.Тоху
12.Тоңғуз
Мүчәл башлап чашқан келур,
Кала, йолвас, тошқан келур.
Сүзүк суда белиқ ойнап.
Әждаһадәк илан келур.
Ат алдида, қой кәйнидә,
Уни дорап маймун келур
Тоху чилап ,иштлар қавап,
Чошқа кәби тоңғуз келур.
- Мәтинни оқуғучиларға зәнжир шәкилдә оқутуш.
YI.Дәрисни йәкүнләш
Мәтин бойичә соаллар қоюш.
1.Ат билән төгә немә үчүн жил беши болимән деди?
2.Қой вә сийирниң хусусийәтлирини атаңлар
- Ишт билән ғораз немишкә жил беши болушни талашти?
- Чашқан қандақ қувлуқ ишләтти? Сүрәткә қарап оқуғучиларни жил намлирини ядқа әткүзүш.
YII.Баһалаш: Оқуғучиларниң билимигә қарап тегишлик баһасини қоюш.
YIII.Өй тапшурмисини бериш: Мәтинни ипадилик оқуп келиш