Негізгі орта білім беру деңгейінің 5-9-сыныптары үшін «Ұйғыр тілі» пәнінен типтік оқу бағдарламасы

Негізгі  орта білім беру деңгейінің  5-9-сыныптары  үшін «Ұйғыр тілі» пәнінен типтік оқу бағдарламасы

  1. Уқтурушнамә

 

  1. Умумий билим беридиған мәктәпниң 5-9-синипларға беғишланған «Уйғур тили» пәни бойичә оқутуш Қазақстан Жумһурийити Һөкүмитиниң 2012-жилниң 23-августтики № 1080 қарари билән бәкитилгән оттура билим беришниң (башланғуч, асасий оттура, умумий оттура билим бериш) Дөләтлик умумға мәжбурий билим бериш стандартиниң асасида әмәлгә ашурулиду.
  2. Умумий билим беридиған мәктәпниң асасий оттура дәрижисидә әң алди билән уйғур тилиниң фонетика, лексикология, морфология, синтаксис, тил тарихи, стилистика, диалектология охшаш саһалири бойичә әтраплиқ билим бериш нәзәрдә тутулди. Заманивий билим бериш системисида пәқәт пәнлик билим билән чәклиниш азлиқ қилиду. Оқуғучилар өзлири егилигән материалларни яхши чүшиниши, әмәлиятта қоллиниши, уни тәһлил қилиши, умумлаштуруши вә баһалиши керәк. Бу хил маһарәтләрни егиләш арқилиқ оқуғучиларниң функционаллиқ савати өсиду. Еғизчә вә язмичә нутуқни жәмийәтниң түрлүк саһалирида тоғра қоллинишни билидиған болиду.
  3. Бу йәрдә шуни алаһидә тәкитләп өтүш керәкки, «Уйғур тили» пәни уйғур тилида билим беридиған мәктәпләрдики ана тили статусиға егә асасий пәнләрниң бири болуп һесаплиниду. Қазақстан Жумһурийитидики уйғур тилида билим беридиған мәктәпләрдә барлиқ пәнләр ана тили асасида үгитилидғанлиқтин, уйғур тилини пухта егиләш оқуғучиларниң умумий билим сүпитиниң өсүши үчүнму муһим әһмийәткә егә. Шундақла уйғур тили қазақ тили билән түркий тиллар топиға киридиған қериндаш тиллар һесаплиниду. Бу тилларниң фонетикилиқ, лексикилиқ, сөз ясамлиқ, морфологиялик, синтаксислиқ, стилистикилиқ  алаһидиликлири вә бесип өткән тарихий тәрәққияти жәһәттин ортақлиқлири интайин нурғун. Шуниң үчүн йғур тилини мукәммәл үгиниш дөләт тили-қазақ тилини техиму пухта өзләштүрүш үчүнму асаслиқ роль ойнайду.
  4. Уйғур тили пәнини оқутушниң мәхсити:

1) оқуғучиларға уйғур тилиниң лексикилиқ, фонетикилиқ вә грамматикилиқ алаһидиликлирини үгитишкә вә  тилниң тарихини,  байлиғини егиләшкә ярдәм бериш;

2) оқуғучиларниң еғизчә вә йезиқчә нутуқни паал пайдилинишни билишкә адәтләндүрүш;

3) ана тилида әркин вә раван пикир қилиш қабилийитини мукәммәлләштүрүш;

4) балиниң мәнтиқий вә тәнқидий ойлаш қабилийәтлирини риважиландуруш.

  1. Уйғур тили пәнини оқутушниң вәзипилири:
  • балиниң лингвистикилиқ уқумини қелиплаштуруш, бу йәрдә һәр қисимниң умумий тил системисидики орни, әһмийити вә алаһидилигини ажритишни билиш;
  • оқуғучиларниң мәнтиқилиқ ойлиши, қобул қилиши, пикир-мулаһизә жүргүзүшни тәрәққий әткүзүш;
  • тил фактлири арқилиқ оқуғучиниң роһий дуниясини йетилдүрүш, милләтпәрвәрлик вә Қазақстанлиқ патриотизм роһида тәрбийиләш;
  • уйғур тилидики пәнарилиқ бағлиниш арқилиқ жәмийәт, тәбиәт һәққидики инсанийәт жиғип топлиған билим асаслири билән қуралландуруш;
  • оқуғучиларға тил вә нутуқ һәққидә билим бериш, мәдәнийәтлик сөзләшкә үгитиш,нутқиниң раван болушини қолға кәлтүрүш;
  • әдәбий тил нормилири асасида саватлиқ йезишқа үгитиш;
  • оқуғучиларниң еғизчә вә язмичә нутқини риважиландуруш;
  • ижадий вә мустәқил ойлаш имканийәтлирини йетилдүрүш;
  • тилни,мәдәнийәтни миллий вә адәмзатлиқ қәдрийәтләр сүпитидә тонуш;
  • тиллиқ билимниң бир пүтүнлүги,системилиқлиғини билиш.
  1. Бу йәрдики пәнарилиқ мунасивәтләр уйғур тилиниң умумий билим беридиған мәктәпниң асасий оттура дәрижисидә, йәни 5-9-синиплирида өтүлидиған башқа пәнләр билән болған мәзмун жәһәттин мунасивитини нәзәрдә тутиду. «Уйғур тили» пәни төвәндикичә пәнләр билән мунасивәтлик:

1) «Уйғур әдәбияти». «Уйғур тили» әң алди билән «Уйғур әдәбияти» пәни билән зич мунасивәтлик. Сәвәви уйғур тилиниң шәкиллиниши, тәрәққияти, тиллиқ нормилирниң бир изға чүшиши беваситә уйғур әдәбиятиға бағлиқ;

2) «Қазақ тили». Мәлумки, уйғур вә қазақ тиллири алтай тил аилисидики түркий тиллар топиға ятидиған қериндаш тиллар болуп, уларниң фонетикиси, лексикиси вә грамматикисида ортақлиқлар наһайити көп. Қазақ тилини, йәни дөләт тилини билиш һәр бир қазақстанлиқ үчүн пухралиқ борч вә пәриз болғанлиқтин, бу икки қериндаш тилларни селиштуруп үгиниш  арқилиқ  дөләт тилини техиму пухта өзләштүрүш  муһим әһмийәткә егә;

3) «Қазақстан тарихи». Қазақстан уйғурлири тилиниң ШУАР уйғурлириниң тилидин имла вә аталғу жәһәттин қисмән пәриқлинип өз алдиға шәкиллиниш вә тәрәққий етиш йоллири беваситә Қазақстан тарихи билән мунасивәтлик. Қазақстандики тарихий, мәдәний, ижтимаий-сәясий вә ихтисадий муһит Қазақстан уйғурлириң әдәбий тилида өз әксини тапқан.

  1. Уйғур тили пәни бойичә оқуш жүклимисиниң һәжими. Асасий мәктәптә билим беришниң дөләтлик һәммигә мәжбурий билим стандартида тәвсийә қилинған базислиқ оқуш планиға хас Уйғур тили пәни 5, 7, 8 синипларда һәптисигә 3 саат; 6, 9 синипларда һәптисигә 2 саат оқутулиду. Оқуш жилидики барлиқ саат сани төвәндикичә:

1) 5-синипта — 102с.;

2) 6-синипта — 68с.;

3) 7-синипта — 102с.;

4) 8-синипта — 102с.;

5) 9-синипта — 68с.

 

 

  1. Уйғур тили пәниниң базилиқ билим мәзмуни

 

  1. 5-синип (һәптисигә 3 саат, барлиғи – 102 саат):

1) 4-синипта өткәнләрни тәкрарлаш (1саат);

2) әдәбий тил вә мәтин (1саат). Әдәбий тил. Әдәбий тилниң еғизчә вә язмичә түрлири. Мәтинниң түзүлүши. Мәтинниң түрлири;

3) фонетика (28саат). Фонетика вә  графика һәққидә  чүшәнчә (4 саат).             Тил тавушлири һәққидә башланғуч синипта алған билимлирини әскә чүшириш. Фонетикиниң тил тавушлирини үгитидиғанлиғи. Нутуқ әзалири вә уларниң хизмити. Тил тавушлириниң ясилиши. Уйғур тилиниң елиппәси. Униң  тәркивигә уйғур тилиға аит тавушлар билән рус тилиға хас тавушларниң киридиғанлиғи;

4) тавушларниң бөлүнүши. Созуқ тавушлар (11саат). Созуқ тавушлар алаһидилиги. Қелин вә инчикә созуқ тавушлар. Кәң вә тар  созуқ тавушлар. Ләвләшкән вә ләвләшмигән созуқ тавушлар. Созуқ  тавушларниң аһаңдашлиқ (сингармонизм ) қануни. Созуқ тавушларниң алдинқи тәсират қануни. Созуқ тавушларниң әкси тәсират қануни. Созуқ тавушларниң  күчсизлиниш қануни. Созуқ тавушларниң новәтлишиши. Созуқ тавушларниң чүшүп қелиши. Созуқ тавушларниң имласи;

5) үзүк тавушлар (7саат). Үзүк тавушлар. Жараңлиқ вә жараңсиз үзүк тавушлар, Партлиғучи вә сирлаңғу үзүк тавушлар. Үзүк тавушларниң  аһаңдашлиғи. Үзүк тавушларниң  алдинқи тәсирати. Үзүк тавушларниң  новәтлишиши. Айрим  үзүк тавушларниң  ейтилмай чүшүп қелиши. Рус  тилидин киргән үзүк тавушлар;

6) боғум вә униң түрлири (2 саат). Боғумниң алаһидилиги. Боғумниң түрлири;

7) урғу (1 саат). Фонетика бойичә өткәнләрни тәкрарлаш (1 саат );

8) лексикология (10 саат ). Лексикология һәққидә чүшәнчә (2 саат). Сөз вә униң мәнаси. Көп мәналиқ сөзләр. Сөзләрниң  удул вә көчмә мәналири;

9) мәнадаш сөзләр (2саат). Мәнадаш сөзләрниң пәйда болуши вә қоллиниш алаһидиликлири;

10) аһаңдаш сөзләр (2 саат ). Аһаңдаш сөзләрниң пәйда болуш йоллири вә уларниң бәдиий әсәрләрдә қоллиниши;

11) зит сөзләр (2 саат). Зит сөзләрниң ясилиши вә уларниң мақал-тәмсилләрдә қоллинилиши;

12) фразеологизмлар (1саат). Фразеологиялик бирикмиләрниң турақлиқ вә образлиқ мәна билдүридиғанлиғи вә уларниң бәдиий әсәрләрдә қоллинилиши;

13) мақал-тәмсилләр (1саат). Мақал-тәмсилләрниң уйғур хәлиқ еғиз ижадийитиниң муһим жанрлирниң бири екәнлиги, униңда хәлиқ даналиғиниң әкс етидиғанлиғи:

14) морфология (59 саат );

15) морфология һәққидә чүшәнчә (15 саат). Сөз тәркиви. Томур сөз вә ясалма сөз. Қошма сөзләр. Бириккән сөзләр. Бириккән сөзләрниң имласи. Қош сөзләр. Қош сөзләрниң имласи. Қисқарған сөзләр. Қисқарған сөзләрниң ясилиши вә имласи. Қошумчилар һәққидә умумий чүшәнчә. Сөз ясиғучи қошумчилар. Сөз түрлигүчи қошумчилар. Шәкил өзгәрткүчи  қошумчилар;

16) сөз түркүмлири (2 саат ). Уйғур тилидики сөзләрниң үч түркүмгә бөлүнидиғанлиғи: Мустәқил сөзләр.  Ярдәмчи сөзләр. Имлиқ сөзләр. Сөз түркүми  тоғрисида умумий чүшәнчә;

17) исим (12 саат ). Исим тоғрисида чүшәнчә бериш. Конкрет вә абстракт исимлар. Хас вә умумий исимлар. Хас исимларниң түрлири. Хас исимларниң имласи. Кичиклитиш-әркилитиш исимлирини ясайдиған қошумчилар. Исимларниң көплүк қошумчиси. Тәвәлик қошумчилири. Тәвәлик қошумчилириниң имласи. Бәзи исимларниң тәвәлик қошумчилири билән түрлиниш алаһидилиги. Исимларниң келиш қошумчилири. Сөз түрлигүчи қошумчиларниң орун тәртиви;

 18) сүпәт (6 саат).  Сүпәт һәққидә чүшәнчә. Сүпәтләрниң исим орнида қоллинилиши. Дәрижилик вә дәрижисиз сүпәтләр. Сүпәт дәрижилири: аддий дәрижә, кемәйтмә дәрижә, ашурма дәрижә, әркиләтмә дәрижә;

19) сан (9 саат ). Сан тоғрисида чүшәнчә. Санларниң өзлиригә хас хусусийәтлири. Санларниң түрлири: санақ сан, тәртип сан, топлуқ сан, кишилик сан, кәсир сан, тәхсим сан.  Аддий, мурәккәп санлар;

20)  алмаш (4 саат ). Алмаш тоғрисида чүшәнчә. Алмашларниң хусусийәтлири. Алмашларниң түрлири: шәхс алмашлири, көрситиш алмашлар, соал алмашлар, ениқлаш алмашлар, болушсизлиқ алмашлар, ениқсизлиқ алмашлар, өзлүк алмаш;

21) пеил (3 саат). Пеил тоғрисида чүшәнчә. Мустәқил вә ярдәмчи пеиллар. Өтүмлүк вә өтүмсиз пеиллар;

22) рәвиш (7 саат ). Рәвиш тоғрисида чүшәнчә. Рәвишләрниң түрлири: вақит  рәвиши, орун рәвиши, һаләт рәвиши, дәрижә-миқдар рәвиши, сәвәп-мәхсәт рәвиши;

23) тәхлидий сөзләр (2 саат ). Тәхлидий сөзләр. Тәхлидий сөзләрниң түрлири;

24) Нутуқ мәдәнийити (3 саат ).

  1. 6- синип ( һәптисигә 2 саат, барлиғи-68 саат):

1) 5-синипта өткәнләрни тәкрарлаш  ( 2саат);

2) уйғур тилиниң әдәбий тил сүпитидики хизмити (2 саат).Әдәбий тилниң нормилири. Орфографиялик, орфоэпиялик нормилар. Әдәбий тилниң еғизчә вә язма түрлиридә әдәбий тил нормилирини сақлашниң муһимлиғи;

3) мәтин (2 саат). Мәтинниң түзүлүши.Мәктәп әмәлиятида пайдилинидиған мәтинниң баянлаш усуллири. Мәтинниң услуб жәһәттин түрлири: бәдиий, илмий, илмий-аммибап, публицистикилиқ, рәсмий;

4) лексика (18 саат);

5) лексика- тилниң сөз байлиғи ( 2 саат). Тилниң сөз байлиғини тәшкил қилидиған асасий луғәт тәркиви вә умумий луғәт тәркиви һәққидә чүшәнчә;

6) кирмә сөзләр (6 саат). Кирмә сөзләрниң тилға сиңиш йоллири. Әрәп, парс, хитай вә рус тиллиридин сөзләрниң кирип өзлишиши вә уларниң имласи;

7) конириған сөзләр  (2 саат). Конириған сөзләрниң бөлүнүши. Тарихий сөзләр вә архаизмлар. Тарихий сөзләрниң ижтимайи-сәясий аталғулирини, архаизмларниң урпи-адәт, турмуш аталғулирини билдүридиғанлиғи;

 8) йеңи сөзләр  (2 саат). Йеңи сөзләрниң йеңи уқумлар асасида пәйда болидиғанлиғи;

9) диалект сөзләр (2 саат). Диалект сөзләрниң пәйда болуши. Тил мәдәнийити билән бағлиниши. Диалект сөзләрниң әдәбий тилға өтүши;

10) кәспий сөзләр (4 саат). Кәспий сөзләрниң үчкә бөлүнүши: пән-техника аталғулири, һүнәрвәнчилик аталғулар, диний аталғулар;

 11) морфология (35 саат);

12)  уйғур тилидики сөз ясам  (1 саат). Уйғур тилидики сөз ясам усуллири: морфологиялик усул, синтаксислик усул, конверсиялик усул;

13)  исим (9 саат). Исимларниң ясилиши: 1) Морфологиялик усул.Исим ясиғучи қошумчиларниң үчкә бөлүнүши: а) турғун сөзләрдин исим ясиғучи қошумчилар, ә) иран тилидин киргән исим ясиғучи қошумчилар, б) пеилдин исим ясиғучи қошумчилар. 2) Синтаксислиқ усул: қошма, қош, бириккән исимларниң ясилиши. Орун- тәрәп исимлири. Исимларниң синтаксислиқ хизмити;

14) сүпәт (6 саат) Сүпәтләрниң ясилиши: 1) Морфологиялик усул.Сүпәт ясиғучи қошумчиларниң үчкә бөлүнүши: а) турғун сөзләрдин сүпәт ясиғучи қошумчилар, ә) әрәп вә иран тилидин киргән сүпәт ясиғучи қошумчилар, б) пеилдин сүпәт ясиғучи қошумчилар. 2) Синтаксислиқ усул: қошма, қош, бириккән сүпәтләрниң ясилиши. Сүпәтләрниң исимларға, рәвишләргә өтүши. Сүпәтләрниң синтаксислиқ хизмити;

15) сан  (3 саат). Санларниң исимларға өтүши. Санниң синтаксислиқ хизмити;

16) алмаш  (3 саат). Шәхс,көрситиш, соал, өзлүк алмашлириниң келиш қошумчилири билән түрлиниш алаһидиликлири.   Алмашларниң  синтаксислиқ хизмити;

17) миқдар  (2 саат). Миқдар һәққидә чүшәнчә. Миқдар  түрлири: хас миқдар,  көчмә миқдар, шәйи миқдар,  һәрикәт  миқдар, санақ миқдар, өлчәм  миқдарлир;

18) пеил (8 саат). Пеилларниң ясилиши  Морфологиялик усул. Синтаксислиқ  усул. Синтаксислиқ усул  билән  бириккән  вә  қошма пеилларниң  ясилиши. Пеилниң турғун  сөз  шәкиллири .  Уларниң  үчкә   бөлүнүши: сүпәтдашлар,  исимдашлар,  рәвишдашлар. Пеилниң  турғун  сөз  шәкиллириниң алаһидиликлири вә  уларни  ясиғучи  қошумчилар;

19)  рәвиш (3 саат). Рәвишләрниң  ясилиши:  морфологиялик  усул.  Синтаксислиқ  усул.  Рәвишләрниң  синтаксислиқ  хизмити;

20) нутуқ мәдәнийити  (4 саат). Сөзни  дурус  йезиш  мәдәнийити.  Имла  қаидисидин  чәтнәшкә  болмайдиғанлиғи, уни  сақлашниң  муһимлиғи.

21) жил  бойичә  өткәнләрни  тәкрарлаш  (3 саат);

22) Нутуқ  өстүрүш  (2 саат).

  1. 7-синип (һәптисигә 3 саат, барлиғи -102 саат):

 1) 6-синипта өткәнләрни тәкрарлаш (4 саат);

2) әдәбий тилниң нормилири (6 саат). Әдәбий тилниң лексикилиқ нормилири тоғрилиқ қисқичә чүшәнчә. Лексикилиқ нормиға ятидиған сөзләрниң көпчилик үчүн чүшинишлик болидиғанлиғи. Барлиқ хәлиқ бирдәк пайдилинидиған сөзләрниң әдәбий тил нормисиға ятидиғанлиғи. Әдәбий тилниң лексикилиқ нормисиға ятмайдиған сөзләр. Мәтин тоғрилиқ умумий чүшәнчә;

3) морфология (52 саат);

4)  пеил (36 саат). Пеилларниң хәвәр шәкиллири. Уларниң жүмлидә пеилниң хәвәр болуп келидиған шәкиллирини өз ичигә алидиғанлиғи. Пеилларниң хәвәр шәкиллиригә пеил заманлири, пеил мәйиллири вә пеилниң шәхс вә сан  жәһәттин түрлинишиниң киридиғанлиғи. Пеил заманлириниң үчкә бөлүнүши вә уларни ясиғучи қошумчилар. Пеил мәйиллириниң жүмлидики иш-һәрикәтниң қандақ тәриздә ейтилғанлиғини билдүридиғанлиғи. Пеил мәйиллириниң алтигә бөлүнидиғанлиғи. Уларниң ясилиши вә түрлиниши. Пеилларниң шәхс вә сан жәһәттин түрлиниши. II шәхс бирлик түриниң аддий, сипайә, һөрмәт шәкиллири вә уларниң ясилиши, қоллиниши.  II шәхс көплүк түриниң аддий, сипайә, һөрмәт вә  сәтлимә шәкиллири һәм уларниң ясилиши, қоллиниши. Пеилларниң өзәк шәкиллири. Уларниң пеилниң турғун сөз вә хәвәр шәкиллиригә асас болуп келидиғанлиғи. Бу шәкилләргә пеилниң дәрижилири, түслүк өзәк шәкиллириниң вә болушлуқ-болушсизлиқ категориясиниң  киридиғанлиғи. Пеил дәрижилириниң пеил ипадилигән һәрикәтниң егә билән болған һәр хил мунасивитини билдүридиғанлиғи. Пеил дәрижилириниң (аддий, өзлүк, өзгә, өмлүк, мәжбурий) ясилиши вә мәналири. Өзлүк вә өзгә дәрижилириниң охшашлиғи вә пәрқи. Пеилниң  түслүк өзәк шәкиллириниң  ясилиши вә мәналири. Турғун сөз-бағламчи қурулмилириниң турғун сөз вә бағламчилардин тәркип тапидиғанлиғи. Бағламчиларниң турғун сөзләргә пеилға хас һәр хил грамматикилиқ  мәналарни беридиғанлиғи.  Турғун сөз-бағламчи қурулмилириниң бөлүниши: турғун сөзләрниң  пеил шәкиллири, турғун сөзләрниң хәвәр шәкиллири, турғун сөзләрниң болушсиз шәкли, турғун сөзләрниң һөкүмлүк исим шәкли. Мәзкүр қурулмиларниң ясилиши вә қоллиниш алаһидиликлири.Пеилларниң синтаксислиқ хизмити.  Пеилларниң жүмлидә асасән хәвәр вәзиписидә келидиғанлиғи. Пеилнииң турғун сөз шәкиллириниң болса, егә, ениқлиғучи, толуқтурғучи, һаләт вәзипилиридиму  келидиғанлиғи;

 5) ярдәмчи сөз түркүмлири (10 саат). Ярдәмчи сөз түркүмлириниң мустәқил лексикилиқ мәна аңлатмайдиғанлиғи вә жүмлә бөлиги болалмайдиғанлиғи. Уларниң үчкә бөлүнүши: бағлиғучилар, уланмилар, тиркәлмиләр. Бағлиғучиларниң сөзләрни, сөз бирикмилирини вә жүмлиләрни бир-биргә бағлайдиғанлиғи. Уларниң түрлири: бириктүргүчи, қариму-қарши, күчәйткүчи, таллиғучи, сәвәп-нәтижә бағлиғучилар. Уланмиларниң сөз, сөз бирикмиси вә жүмлигә қошулуп уларға қошумчә мәна беридиғанлиғи. Тиркәлмиләрниң исимға қошулуп, уни башқа сөзләр билән бағлайдиғанлиғи. Бу хизмити жәһәттин униң келиш қошумчилириға охшайдиғанлиғи;

6) имлиқ сөзләр (6 саат). Имлиқ сөзләрниң һис-туйғу, чақириқ, буйруқ, жавап қатарлиқларни билдүридиғанлиғи. Имлиқ сөзләрниң түрлири: һис-туйғу имлиқлири, жавап имлиқлири, буйруқ-чақириқ имлиқлири. Уларниң қоллиниш алаһидиликлири;

7) синтаксис (20 саат). Синтаксисниң сөзләрниң бағлинишини үгитидиғанлиғи. Сөзләрниң бағлиниш йоллири:  тәңдаш вә беқиндилиқ бағлиниш. Тәңдаш бағлиништа тәң һоқуқлуқ, бир сөз түркүмигә аит сөзләрниң өз ара бағлинидиғанлиғи. Беқиндилиқ бағлиништа баш вә беқинда сөзләрниң болидиғанлиғи. Беқиндилиқ бағлинишниң үчкә бөлүнүши: маслишиш, башқуруш, яндишиш. Бу бағлинишларниң алаһидиликлири. Сөз бирикмисиниң беқиндилиқ бағлиништа келип, аяқлашқан ой-пикир ипадилимәйдиғанлиғи. Униң морфологиялик тәркивигә бағлиқ бөлүнүши:  исимлиқ, сүпәтлик, рәвишлик, пеиллиқ сөз бирикмилири;

8)  пунктуация – (6 саат);

9) нутуқ мәдәнийити – (5 саат). Оқутуш жәриянидики нутуқ өстүрүшниң асасий йөнилишлири. Оқуғучиларниң сөз байлиғини ашуруш. Оқуғучиларниң язма вә еғизчә нутқини мукәммәлләштүрүш. Оқуғучиларниң жүмлә үстидә ишләш вә жүмлә түзүш маһаритини ашуруш;

 10) Жил бойичә өткәнләрни тәкрарлаш – (5 саат);

11)  Нутуқ өстүрүш (4 саат).

  1. 8-синип (һәптисигә 3 саат, барлиғи-102 саат):

1) 7-синипта өткәнләрни тәкрарлаш (3 саат);

2) әдәбий тилниң грамматикилиқ нормилири (3 саат ). Һазирқи заман  уйғур әдәбий тили вә униң грамматикилиқ нормилири;

3) синтаксис (70 саат ).  Жүмлә вә униң бөләклири (20 саат). Жүмлиниң  сөз  вә  сөз  бирикмисидин    түзүлидиғанлиғи.  Жүмлиләрниң  мәнасиға  қарап бөлүнүши: хәвәр жүмлә, соал жүмлә, үндәш жүмлә. Жүмлиниң бөләкләргә бөлүнүши. Жүмлиниң баш бөләклири: егә вә хәвәр. Егә болидиған сөз түркүмлири.  Егиниң соаллири вә жүмлидики орни. Хәвәр болидиған сөз түркүмлири. Хәвәрниң түрлири: турғун сөзлүк   хәвәр  вә  пеиллиқ  хәвәр.  Турғун  сөзлүк  хәвәрниң егиниң  бәлгүсини,  пеиллиқ  хәвәр  егиниң  иш-һәрикитини  билдүридиғанлиғи.  Хәвәрниң жүмлидики  орни.  Егә билән  хәвәр  оттурисиға сизиқниң  қоюлуши. Жүмлиниң  әгәшмә бөләклири: толуқтурғучи,  ениқлиғучи,  һаләт. Толуқтурғучи  болидиған  сөз  түркүмлири.  Толуқтурғучиниң пәқәт чүшүм  келиштики  сөзләр арқилиқ  ипадилинидиғанлиғи. Ениқлиғучи  болидиған  сөз  түркүмлири.  Ениқлиғучиниң  соаллири.  Ениқлиғучи  билән  ениқланғучиниң  өз  ара  маслишиш  вә  яндишиш  бағлиништа  келидиғанлиғи.  Һаләтниң  жүмлидики иш-һәрикәтниң һәр хил бәлгүлирини билдүридиғанлиғи. Бәзидә һаләтниң турғун сөзлүк хәвәргиму беқинип келидиғанлиғи. Һаләтниң  түрлири: тәрз, вақит, орун, сәвәп вә мәхсәт һаләтлири;

4) бир  баш  бөләклик  аддий  жүмлиләр (5 саат). Аддий  жүмлиләрдики    егиниң  чүшүп  қелишиға  бағлиқ  уларниң  шәхслик,  шәхссиз  вә  шәхси  умумлашқан  болүп  бөлүнидиғанлиғи.  Уларниң  ясилиши вә қоллинилиши. Аташ  жүмлиләрдә  хәвәрниң  чүшүп қелиши.  Уларниң  ясилиши,     қоллинилиши. Толуқ вә толуқсиз жүмлиләр. Толуқ жүмлидә  зөрүр  бөләкләрниң  толуқ  болидиғанлиғи.  Толуқсиз  жүмлидә зөрүр  бөләкләрниң  чүшүп  қелиши.  Толуқсиз  жүмлиләрниң  диалогларда  қоллинилиши;

5) мурәккәпләшкән  жүмлиләр (16 саат). Мурәккәпләшкән  жүмлиләрниң  алаһидиликлири.  Уларниң түрлири: изаһлиғучилиқ  мурәккәпләшкән  жүмлиләр,  бир хил бөләклик  мурәккәпләшкән  жүмлиләр,  қистурмилиқ  мурәккәпләшкән  жүмлиләр, қаратмилиқ  мурәккәпләшкән  жүмлиләр,  имлиқ  сөзлүк  мурәккәпләшкән  жүмлиләр, рәвишдаш ибарилик мурәккәпләшкән жүмлиләр, сүпәтдаш ибарилик мурәккәпләшкән жүмлиләр;

6) қошма  жүмлиниң умумий алаһидиликлири (3 саат). Қошма  жүмлиләрниң икки яки униңдин көп аддий жүмлиләрдин тәркип тапидиғанлиғи.  Қошма  жүмлидики  аддий  жүмлиләрниң  өз  ара  бағлиниш  йоллири.  Қошма  жүмлиниң  түрлири: тәңдаш  қошма  жүмлә вә беқиндилиқ  қошма  жүмлә;

7) тәңдаш  қошма  жүмлиләр (12 саат). Тәңдаш  қошма  жүмлиләр  тоғрилиқ  чүшәнчә. Мундақ қошма жүмлиләрниң бөлүнүши: бағланма вә  яндашма  тәңдаш  қошма  жүмлиләр.  Бағланма тәңдаш қошма  жүмлиләрниң  бириктүргүчи, таллииғучи, қариму-қарши, сәвәп-нәтижә  бағлиғучилири  арқилиқ  бағлиниши  вә  уларниң  тиниш  бәлгүлири. Яндашма тәңдаш қошма жүмлиләрниң тәркивидики аддий жүмлиләрниң өз ара вақит, қаршилиқ, шәрт, сәвәп-нәтижә, изаһлиғучи охшаш мәнавий мунасивәтләрдә келиши;

   8) беқиндилиқ  қошма  жүмлиләр (12 саат).  Беқиндилиқ  қошма  жүмлиләр  тоғрилиқ  чүшәнчә. Бу хил жүмлиләрниң  баш  вә  беқинда  жүмлиләрдин  тәркип  тепиши.  Мәзкүр  жүмлиләрниң  ясилиши  вә  қоллинилиши.  Беқинда  жүмлиләрниң баш жүмлигә болған мәнавий мунасивитигә бағлиқ бөлүнүши: вақит,  сәвәп,  шәрт,  мәхсәт, тәрз,  қаршилиқ,   охшатма  беқинда  жүмлиләр. Беқиндилиқ  қошма  жүмлиләрниң  тиниш  бәлгүлири.  Беқиндилиқ  қошма  жүмлиләр  бойичә  өткәнләрни  тәкрарлаш;

 9) көп  жүмлилик  қошма  жүмлиләр (5саат). Көп  жүмлилик  қошма  жүмлиләр  тоғрилиқ  чүшәнчә. Көп  жүмлилик  қошма  жүмлиләрниң  бөлүнүши: көп  жүмлилик   бағланған  қошма  жүмлиләр, көп  жүмлилик  беқиндилиқ  қошма  жүмлиләр, көп  жүмлилик   арилаш  қошма жүмлиләр. Бу хил жүмлиләрниң түзүлүши;

10) өзгә  нутуқ (5 саат). Сөзлигүчиниң нутқида кәлтүрүлгән башқилар нутқиниң өзгә нутуқ һесаплинидиғанлиғи. башқилар нутқиниң иккигә бөлүнүши: көчүрмә  вә  өзләштүрмә  нутуқ. Бу нутуқларниң түзүлүши  вә уларниң  тиниш бәлгүлири;

11) пунктуация (9 саат). Уйғур тилидики чекитлик  пәш, тирнақ, көп  чекит, қош  чекит, қош  тимақ, сизиқ  вә  сизиқчә қатарлиқ тиниш бәлгүлириниң қоюлуш алаһидиликлири;

12) нутуқ  мәдәнийити (4 саат). Еғизчә  вә  язмичә  нутуқта  натиқниң һәр  бир  сөзи мәнтиқилик,   мәдәнийәтлик, йәни  силиқ-сипайә болушиниң  муһимлиғи. Нутуқниң  силиқ-сипайә  болушини  тәминләйдиған  амиллар;

13) жил  бойичә  өткәнләрни  тәкрарлаш (6 саат);

14) нутуқ  өстүрүш (2 саат).

  1. 9- синип (һәптисигә 2 саат, барлиғи -68 саат):

1) 8- синипта  өткәнләрни  тәкрарлаш (1 саат);

2) тил  вә  йезиқ  һәққидә  умумий  чүшәнчә (2 саат). Йәр йүзидики тиллар вә уларниң генеологиялик классификацияси. Тилниң  пәйда  болуши һәққидики пикирләр.  Йезиқниң  ижат  қилиниши вә униң тәрәққият басқучлири;

3) түркий  тиллири  (8 саат). Түркий  хәлиқләрниң  тили вә мәдәнийити  жәһәттин ортақлиғи. Уларниң  һазирқи  орунлашқан  жайлири вә нопуси.  Түркий  тилларниң  топларға  бөлүнүши: булғар, оғуз, қипчақ, қарлуқ-уйғур,  уйғур- оғуз, қирғиз- қипчақ,  яқут топлири. Асаслиқ  түркий тиллар һесаплинидиған  қазақ,  түрк, әзәрбәйжан, өзбәк, түркмән, татар,  башқурт,  қирғиз  тиллириниң  уйғур  тили  билән  охшашлиғи  вә  пәрқи;

4) уйғур  әдәбий  тилиниң  шәкиллиниши  вә  тәрәққияти  (38 саат). Уйғур  әдәбий  тилиниң  шәкиллинишидики  тарихий  вә  мәдәний  амиллар. Уйғур  әдәбий  тилиниң  тәрәққият  басқучлири: қедимий  уйғур  тили,  кона уйғур  тили,  заманивий  уйғур  тили.  Қедимий  дәвирләрдә  уйғурлар  қолланған  йезиқлар:  қедимий  түрк,  уйғур, соғда, әрәп  в. б.  Қедимий  уйғур  тилиниң лексикилиқ,  фонетикилиқ  вә  морфологиялик  алаһидиликлири. Қедимий  түрк  йезиғидики  ядикарлиқларниң үгинилиши  вә уларниң тепилған жайиға бағлиқ, тарихий-сәясий вә мәзмун жәһәттин  бөлүнүши. Уйғурлар елидә тепилған қедимий түрк йезиғидики ядикарлиқлар.  Уйғур  йезиғиниң  мәйданға  келиши. Бу йезиқтики ядикарлиқларниң тепилиши, үгинилиши вә нәшир қилиниши.  Уйғур  йезиғдики  ядикарлиқларниң  бөлүнүши: диний ядикарлиқлар, әдәбий ядикарлиқлар,  илмий ядикарлиқлар,  тарихий ядикарлиқлар,  әдлийә вә егилик  һөжжәтлири,  палнамиләр,  салам  хәтләр, ярлиқлар. Әрәп йезиғидики ядикарлиқлар. Қедимий  уйғурларда  мәтбәәчилик.  Кона уйғур  тили. Кона уйғур  тили  қедимий  уйғур  тилиниң  беваситә  давами  екәнлиги. Кона уйғур  тилиниң  шәкиллинишидики  тарихий  вә мәдәний  вәзийәт. Кона уйғур  тилиниң бәзи  фонетикилиқ,  лексикилиқ  вә  грамматикилиқ алаһидиликлири;

5) уйғур  тили  диалектлири  (6 саат). Уйғур тили   диалектлириниң  үгинилиш  тарихи. Уйғур   тили  диалектлири:  мәркизий,  хотән,  лобнор.  Бу диалектларға  киридиған  шевиләр  вә уларниң лексикилиқ,  фонетикилиқ  вә морфологиялик алаһидиликлири;

6) уйғур  тили стилистикиси  (9 саат). Стилистика  пәниниң  тәтқиқат  объекти.  Стиль  һәққидә чүшәнчә. Лексика, фонетика,   морфология  вә  синтаксисниң  стилистикилиқ ресурслири. Уйғур  тилиниң  функционаллиқ  стиллири:  илмий  стиль,  рәсмий  стиль,  публицистикилиқ стиль, жанлиқ тил стили,  бәдиий  стиль. Тилниң  тәсвирий  васитилири  вә  уларниң  түрлири: троп,  фигура  в. б;

7) Жил  бойичә  өткәнләрни  тәкрарлаш (2 саат);

8) Нутуқ  өстүрүш  (2 саат).

 

 

  1. Оқуғучиларниң тәйярлиқ дәрижисигә

қоюлидиған тәләпләр:

 

  1. 5-синип оқуғучилири пәнлик нәтижиләр:

1) тавуш билән һәрипни айришни;

2) алфавит тәркивини вә тәртивини;

3) созуқ тавушларниң бөлүнүшини;

  • үзүк тавушларниң бөлүнүшини;
  • созуқ вә үзүк тавушларниң  имласини;
  • фонетикилиқ тәһлил қилишни;
  • сөзләрниң лексикилиқ мәнасиға қарап қоллинишни;
  • мәнадаш сөзләрниң ясилишини, мәнасини, қоллинишини;
  • аһаңдаш сөзләрниң ясилишини, мәнасини, қоллинишини;
  • зит сөзләрниң ясилишини, мәнасини, қоллинишини;
  • сөзләрниң лексикилиқ мәнасини чүшәндүрүп беришни;
  • турақлиқ сөз бирикмилиригә хас асасий бәлгүләрни ажритишни;
  • мақал-тәмсилләрниң алаһидиликлирини;
  • сөт түркүмлирини ажритишни;
  • сөз тәркивини, мустәқил, ярдәмчи вә имлиқ сөзләрни  айришни;
  • уларниң түрлирини, мәналирини,  хизмитини;
  • исимниң сан, тәвәлик вә келиш категориялирини;
  • сан, алмаш, рәвишниң түрлирини;
  • еғизчә сөзләш билән әдәбий тилда сөзләшниң  алаһидиликлирини,

сөзләрни  тоғра  йезишниң  әһмийитини билишкә тегиш.

  1. 6-синип оқуғучилири:
  • тилниң асасий луғәт тәркиви билән умумий луғәт тәркивини айришни;
  • уйғур тилиға башқа тиллардин кирип өзләшкән сөзләрни;
  • кирмә сөзләрниң өзлишиш  йоллирини, тавушлуқ  өзгиришини;
  • уларниң йезилиш     қаидисини   орфоэпиялик нормилирини;
  • кирмә сөзләрниң имласини;
  • лексикилиқ аталғуларни дурус пәриқләшни ,  пайдилинишни;
  • диалект сөзләр,  кәспий сөзләрни;
  • кона сөзләр вә  неологизмларниң пәйда болушини;
  • уларниң хизмитини, алаһидиликлирини;
  • тил мәдәнийитигә мунасвитини, қоллиниш мүмкинчиликлирини;
  • әмәли әһмийитини ,өзигә хас бәлгүлирини ажиртишни;
  • уйғур тилидики сөз ясамниң морфологиялик, синтаксислиқ, конверсиялик  усуллирини;
  • уларниң бир-биридин пәрқини ажритишни;
  • һәр бир сөз түркүминиң  өзигә хас ясилиш  йоллирини,  түрлирини;
  • һәр бир сөз түркүминиң  жүмлидики хизмитини;
  • сан, алмашларниң келишләр билән  түрлинишини;
  • бир сөз түркүминиң башқа сөз түркүмигә өтүшини;
  • пеилиниң турғун сөз шәкиллирини;
  • исимдаш, сүпәтдаш вә рәвишдашларни ясиғучи қошумчиларни;
  • уйғур тилиниң әдәбий тил  сүпитидики  хизмитини;
  • орфографиялик нормилирини сақлашни билишкә тегиш.
  1. 7-синип оқуғучилири:
  • пеил заманлириниң түрлирини вә уларниң ясилиш йоллирини, мәналирини;
  • пеил мәйиллириниң түрлирини вә уларниң ясилишини, мәналирини;
  • пеилниң шәхсләр  билән  түрлиниишини билиш;
  • пеилниң өзәк шәкиллирини;
  • пеил дәрижилирниң түрлирини вә уларниң мәналирини, ясилишини;
  • пеилниң түслүк өзәк шәклини вә униң түрлирини;
  • турғун сөз- бағламчи  қурулумлириниң  түрлирини;
  • уларниң синтаксислиқ тәһлилдики  ролини;
  • ярдәмчи сөзләрниң  мустәқил  сөзләрдин  пәрқини вә  уларниң  түрлирини;
  • синтаксисниң тәтқиқат  обьектини;
  • синтаксислиқ бағлинишниң түлирини;
  • сөз бирикмисини вә  униң  морфологиялик  тәркивигә бағлиқ түрлирини;
  • чекит, соал бәлгүси, үндәш бәлгүси, пәш, қош чекит, сизиқ охшаш тиниш бәлгүлириниң қоллиниш алаһидиликлирини  билишкә тегиш.
  1. 8-синип оқуғучилири:
  • хәвәр, соал, үндәш жүмлиләрниң алаһидиликлирини;
  • жүмлиниң баш  вә  әгәшмә   бөләклириниң  алаһидиликлирини;
  • уларниң жүмлидики орнини,  соаллири вә  мәналирини;
  • егә билән хәвәрниң арисиға  сизиқниң  қоюлушини;
  • жүмлиниң әгәшмә бөләклириниң алаһидиликлирини;
  • уларниң жүмлидики орнини,  соаллири вә  мәналирини;
  • һаләтниң түрлирини, уларниң мәналирини вә ясилишини;
  • жүмлә бөләклириниң сөз түркүмлири  билән  мунасивитини;
  • шәхслик, шәхссиз, шәхси умлашқан,  аташ жүмлиләрниң ениқлимисини вә ясилишини;
  • толуқ, толуқсиз жүмлиләрниң  ениқлимисини,  ясилиш  йолини;
  • мурәккәпләшкән жүмлиләрниң алаһидиликлирини;
  • уларниң түрлилирини, мәналирини вә ясилишини;
  • аддий вә қошма  жүмлиләрниң  асасий пәриқлирини;
  • тәңдаш қошма жүмлиләрниң алаһидиликлирини;
  • уларниң бағланма вә яндашма түрлириниң алаһидиликлирини;
  • бағланма тәңдаш қошма жүмлиниң түрлирини вә уларниң ясилишини;
  • яндашма тәңдаш қошма жүмлиниң түрлирини вә уларниң ясилишини;
  • беқиндилиқ қошма жүмлиләрниң түлирини вә  уларниң  ясилиш  йоллирини;
  • көпжүмлилик қошма жүмлиләрниң түлирини вә  уларниң  ясилиш  йоллирини;
  • өзгә нутуқ вә униң түрлирини;
  • чекитлик пәш, тирнақ, көп чекит, қош чекит, қош тирнақ охшаш тиниш бәлгүлириниң қоюлуш алаһидилигини билишкә тегиш.
  1. 9-синип оқуғучилири:
  • йәр йүзидики тилларниң генеологиялик классификациясини;
  • тилниң пәйда болуши тоғрисидики пикирләрни;
  • йезиқниң пәйда болушини вә униң тарихий тәрәққият басқучлирини;
  • түркий тиллиқ хәлиқләрниң келип  чиқиши  жәһәттин  бир  екәнлигини, уларниң  һазирқи  нопусини, орунлашқан жайлирини;
  • түркий тилларниң  өз ара  йеқинлиғиға бағлиқ бөлүнүшини;
  • түркий тилларниң тәснифидики  топларға  киридиған  тилларниң  умумий  алаһидиликлирини;
  • уйғур тилиниң қазақ,  түрк, әзәрбәйжан, өзбәк, татар, қирғиз,  башқурт,

түркмән  тиллиридин пәриқлинидиған  асасий алаһидиликлирини;

  • уйғур тилиниң  тәрәққий дәвирлирини;
  • қедимий уйғур тилиниң  фонетикилиқ, лексикилиқ вә грамматикилиқ хусусийәтлирини;
  • қедимий уйғур тилидики ядикарлиқларниң  асасән  үч йезиқта,  йәни

қедимий  түрк, уйғур  әрәп  йезиқлирида  йезилғанлиғини;

  • қедимий түрк йезиғини вә униң келип чиқишини;
  • қедимий түрк йезиғидики ядикарлиқларни тепиған жайиға бағлиқ, тарихий –сәясий вә жанрлиқ бөлүнүшини;
  • уйғур йезиғини вә униң келип чиқишини;
  • уйғур йезиғида йезилған ядикарлиқларниң тепилишини;
  • уйғур йезиғида йезилған ядикарлиқларниң үгинилишини;
  • уйғур йезиғида йезилған ядикарлиқларниң мәзмун жәһәттин бөлүнүшини;
  • әрәп йезиғида йезилған ядикарлиқларни;
  • қедимий түркий вә уйғур тилидики  ядикарлиқларниң  әһмийитини;
  • қедимий уйғур мәтбәәчилигини;
  • кона уйғур тилиниң  шәкиллиниш  алаһидиликлирини;
  • кона уйғур тилиниң  фонетикилиқ, лексикилиқ вә грамматикилиқ

хусусийәтлирини;

  • әдәбий тил вә униң диалектлири чүшәнчисини;
  • уйғур тилини диалектларға бөлүш өлчәмлирини;
  • уйғур диалектлириға киридиған  шевиләрни;
  • мәркизий диалект вә  бу  диалектқа  киридиған  шевиләрниң  умумий

алаһидиликлирини;

  • хотән диалекти  вә  бу  диалектқа  киридиған  шевиләрниң умумий

алаһидиликлирини;

  • лопнур диалектиниң  фонетикилиқ, морфологиялик  алаһидиликлирини;
  • стилистикиниң тәтқиқат обьектини;
  • стиль һәққидә чүшәнчини;
  • уйғур тилиниң  функционаллиқ стильлириниң  алаһидиликлирини;
  • тилниң лексикилиқ  васитилирини тоғра  пайдилинишни;
  • троп вә фигуриларниң алаһидиликлирини,  түрлирини;
  • китавий тил элементлиридин пайдилинишни билишкә тегиш.
  1. Шәхслик нәтижиләр:
  • Қазақстан Жумһурийити Конституциясигә, жәмийәтлик тәртип сақлаш қанунлириға һөрмәт  билән қарайдиған шәхсни шәкилләндүрүш арқилиқ;
  • дөләт тилини вә өзиниң ана тили-уйғур тилини билидиған, қазақ хәлқиниң вә Қазақстанда һаят кәчүрүватқан башқиму этносларниң тарихиға, мәдәнийитигә, урпи-адәтлиригә вә башқиму қәдрийәтлиригә һөрмәт билән қарайдиған  шәхсни тәрбийиләш арқилиқ;
  • өз елиниң тәбиитини сақлашқа вә техиму гөзәлләштүрүшкә интилиш арқилиқ, қоршап турған муһитни асрашқа паалийәт көрситиш арқилиқ;
  • кишилик мунасивәттә жуқури мәдәнийәтни көрситиш вә этикилиқ нормиларни сақлашни билиш арқилиқ;мустәқил билим елиш, жәмийәттә өз орнини тепиш, ижадий әмгәк қилиш арқилиқ өз ипадисини тапиду.
  1. Системилиқ-паалийәтлик нәтижиләр:
  • уйғур тилиға мунасивәтлик илмий мәнбәләрни, әхбаратларни тәһлил қилишни билиш арқилиқ;
  • лайиһәләш, тәтқиқ қилиш, ижадий пайдилиниш усуллирини егиләш арқилиқ;
  • уйғур тилини оқутушта әхбаратлиқ-коммуникативлиқ технологияләрни пайдилиниш арқилиқ ;
  • алий дәрижидики мунасивәт қабилийити билән көп тиллиқ мәдәнийәтликлиги арқилиқ көрүнүш тапиду.
  • Системилиқ-паалийәтлик нәтижиләр оқуғучиниң уйғур тили бойичә пәнлик олимпиадилар,таллаш курслири, ижадий лайиһәләр бойичә қол йәткүзгән утуқлири билән баһалинип, униң портфолиоси топлиниду.