Билим ғәзнисиниң ачқучи у-тил .(3- синип саат).
Мавзуси: Билим ғәзнисиниң ачқучи у-тил
.(3- синип саат).
Мәхсити: Ана тилиға дегән иштияқини ашуруш, сөзләш қабилийәтлирини тәрәққий әткүзүш нәтижисидә ,мәдәнийәтлик сөзләшкә үгитиш. Китапхана билән бағлинишини яхшилитиш.
Ана тилини қәдирләшкә , һөрмәтлишкә тәрбийиләш.
Көрнәкликлири: тил, китап тоғрилиқ мақал –тәмсилләр, балиларға арналған китаплар көргәзмиси.
Синип саатиниң бериши:
1.Уюштуруш .
Синип сааттиниң режиси:
- Киришмә сөз
- «Бөк ташлаш оюни» оюни.
- Әдәбий – музикилиқ қоюлум.
5.Зерәк болсаң егиз пәлигә йетәрсән .
- Йәкүнләш
Ана тилим- һар номусум, уйитим ,
Ана тилим- күч ғәйритим, қувитим
Ана тилим –жан озуғум күни –түн
Ана тилим келәчигим , үмүтүм–дәп МәшүрЖәлилов өзиниң шеирий мисралирида ана тилни мәдһийләп ейтқан. Бу әлвәттә бөшүк нахшиси,анимизниң үни, анамизниң тили.
Дөләт тили- қазақ тили
ана тили- уйғур тили
Бизниң ана тилимиз–уйғур тили. Бүгүн мана, 22 –сентябрь тил мәйрими.
Мәйримилар мубарәк болсун!
«Бөк ташлаш » оюни
Оқуғучилар дүгләк олтирип , «Бөк ташлаш » оюни
арқилиқ тил тоғрилиқ мақаллар вә дана сөзләрни ейтиду
1.Һүнәр алди- қизил тил.
2.Татлиқму -тил,аччиқму – тил.
3.Тил қиличтинму өткүр.
- Тил ташни ярар , ташни ярмиса башни ярар
- Сөз сүйәктин, таяқ әттин өтиду.
Дана сөзләр .
- Жақсы сөз бейне шамшырақ,
Орнаған мықтап көңілге. /Ж. Жабаев/
- Күн жылытпайтын суық көңілді сөз ғана жылыта алады
Сөз – ойдың айнасы. /Ғ. Мұстафин/
- Жүректен шыққан сөз жүрекке жол табар. Жақсы сөз жан сүйсіндіреді. Құлаққа жағымды, ойға қонымды келеді. /Б.Момышұлы/
Мәктәп китапханчиси Г. Розиева
Китапниң бала өмүридики роли тоғрисида вә балиларға арналған китаплар тоғрисида ейтип бериду.
Әдәбий музикилиқ қоюлум .
- Қазақ тили – өз тилим, ана тилим,
Абай, Мұхтар сөзлигәндәк дана тилим.
Бир қилған елимизни мәңгү сини,
Келәчигим, бәхитим ана тилим
- Ақыл – ойын дананың,
Ана тілден аламын.
Ана тілім ардақты,
Ақ сүтіндей анамның.
- Өсірген ой білімді,
Сүйем туған тілімді.
Мақсат етем әр сөздің,
Мәнін терең білуді.
Қойылым: Ең қымбат қазына.
- Ана тілім – ұраным,
Ана тілім – құралым.
Ана тілім болмаса,
Мықты болмас тұрағым.
Нахша: «Үч бәхитим»
.
Оюн «Һәр қачан болсун қуяш!»
Күн шолилиридики соалларға жавап бериш
1.Тил немә үчүн керәк?
- Тиллар мәйрими қачан?
3.Тил тоғрисида заң қачан қобул қилинди?
4.Орус тилини үгиниш керәкму?
5.Қазақ тилида балиларға арналған қандақ гезит , журналларни билисиләр?
Ана тілің – арың бұл,
Ұятың боп, тұр бетте.
Өзге тілдің бәрін біл,
Өз тіліңді құрметте! – деп қазақ шаир Қ. Мырза Әлі ейтқандәк өз тилимизни һөрмәтләшни биләйли!